Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки

Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки


Скачать книгу
Тойчилар бу өйләрни көрүп, техиму хошал болуп кетипту. Бу өйләрму наһайити яхши селинған екән. Шундақ қилип, тойчилар хошал-хорамлиқ билән өз шәһиригә қайтип кетипту. Һәмзә пүткүл өй, мал-варанға егә болуп қапту. Бирнәччә күн өткәндин кейин, түлкә һарамзадилиқ қилип, Һәмзә байниң ишигидә өлүп қалған болуп йетивапту. Һәмзиниң хотуни ишиккә чиқса, түлкә өлүп ятқидәк. Дәрру Һәмзә байға кирип:

      – Вай, Һәмзә падиша, түлкә достуңиз ишикниң алдида өлүп қапту, – десә, Һәмзә чиқип:

      – Нерирақ берипму өлмәпту бу, ишикниң алдини сеситип! – дәпту. Түлкә орнидин жүгрәп қопуп:

      – Һәй, Һәмзә! Ишигиңниң алдида өлүп қалсам, мени нерирақ апирип көмүп қоюшқа һалиң кәлмидиму? Сени шунчә дунияға, хотунға йәткүзгән ким еди? Әнди мән бу йәрдә турмаймән, кетимән, – дәп маңмақ болғанда, Һәмзә бай:

      – Мән йеңилиптимән, сән кәтмигин! – дәп ялвурупту. Түлкә кетимән дәп унумапту. Унумиғандин кейин:

      – Андақ болса, немини алсаң алғин, қалғини мениң болсун! – дәпту Һәмзә.

      – Түлкә:

      – Маңа һечнәрсә лазим әмәс, бир оғлақни бәрсәң болиду, – дәп оғлақни елип, йолға раван бопту. Меңип-меңип бир адәмгә йолуқупту.

      – Һәй, түлкә, нәгә кетип барисән? Кәч қапсаңғу! Бүгүн бизниң өйдә қонуп кәткин, – дәпту бу адәм. Түлкә:

      – Сениң өйүңдә қонсам, алтә калаң мениң оғлиғимни үсүп, өлтүрүп қояр! – дәпту.

      – Үсмәйду, үсүп өлтүрүп қойса, мошу алтә калини алғин! – дәп қоюпту һелиқи адәм. Андин түлкә бу адәмниң өйигә берип қонупту. Кечиси һәммиси ухлап қалғанда, түлкә туруп оғлақни өлтүрүп, алтә қалиниң мүңгүзигә илип қоюп, йәнә орниға келип йетивапту. Таң атқанда түлкә өйдин чиқип:

      – Мән демидимму, мана, алтә калаң оғлақни өлтүрүп қоюпту! – дәп жиғлап кетипту. Калиларниң егиси:

      – Жиғлима, түлкә, оғлиғиңни өлтүрсә, бир каламни алғин! – дәптекән, түлкә унумапту.

      – Болмиса иккисини алғин! – дәпту. Түлкә иккисигә унумапту.

      – Сән өзәң алтисини беримән, дегән едиң, – дәп турувапту. Бу адәм түлкиниң инсапсизлиғиға хапа болуп, иштлирини қойиветипту. Иштлар түлкини қоғлап кетипту. Түлкә қутулушиға һеч амал тапалмай, бир төшүккә киривапту. Бу адәм иштлириниң кәйнидин берип қариса, иштлири бир төшүкниң ағзиға қарап олтирипту. Түлкиниң бу төшүккә кирип кәткәнлигини билип, у бир қапақниң ағзини шамал тәрәпкә қаритип, төшүкниң алдиға қоюп кетипту. Қапақ шамалда ишт охшаш һулаверипту, түлкә төшүкниң ичидә қорқуп ятиверипту. Бир вақтида түлкә қосиғиниң ачқиниға чидимастин сәп-селип қариса, төшүкниң ағзида һулап турған қапақ екән.

      – Һәй, қапақ, шунчиму қорқитамсән мени! Сән қапақтин өчүмни алмисам болмайду! – дәп, қапақни қуйруғиға бағлавелип дөңму-дөң, сайму-сай жүгрәпту түлкә. Қапақни һечбир өлтүрәлмәстин, апирип суға тиқипту. Қапақ «булуқ-булуқ» қилса, түлкә мана, сениң җаҗаңни бәрдим дегидәк. Қапақниң ичигә су тошқанда, түлкә қуйруғини тартимән дәп, жулувапту. Шундақ қилип, бу түлкә «чолақ қуйруқ» болуп қапту. Өз жутиға кәлсә, у йәрдики түлкиләр «чолақ қуйруқ», дәп буниңға күн көрсәтмәйдиған бопту. Буни көргән түлкә, у түлкиләрниму өзигә охшаш «чолақ» қилишни ойлап:

      – Һәй,


Скачать книгу