Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
и к нему! Медведь в ужасе свалился с дерева, оправился и давай бежать.
С тех пор этих трех хищников в лесу больше никто не видел. И весь лес достался маленьким и безобидным жителям.
ӘҚИЛЛИК ТОШҚАН
Бир чоң тағниң чоққисида шир, тағниң бәл қисмида пил, тағ бағрида болса, бир тошқан яшайдекән.
Тошқан яшаватқан җай рәңга-рәң есил гүлләр билән толған. Зумрәттәк сулар еқип туридиған чимәнлик болғачқа, шир билән пил бу җайни егиләвелиш қәстидә бопту.
Күнләрниң биридә шир тағ чоққисидин чиқип, ағзини ечип тошқанни йейишкә тәмшилипту. Тошқан униңға:
Тохтап туруң шир батур,
Сизгә бир сөзүм барур.
Ким падиша бу таққа?
Җавап бериң бу сораққа.
– дәпту. Шир көкригини керип, бешини егиз көтирип туруп:
– Әлвәттә, мән болимәндә! – дәпту. Тошқан униңға йәнә:
Көрдүм пилни түнүгүн,
Шундақ ейтти у сөзни:
Бу тағда, бу җаһанда,
Падиша мән дәп, өзини.
Башқурғидәк бизниму,
Яратмаскән сизниму.
– дәпту. Шир ғәзәп билән һөкүрәп:
– Хәп, тохтап тур, қан жутқур, сән ламзәлигә биқсимни таза бир көрситип қоймисам! – дәпту вә тошқанни йейишни унтуп, униңдин пилға тақабил туруш тоғрисида мәслиһәт сорапту. Тошқан униңға мундақ дәпту:
Кесәл болуп ялғандин,
Йетип қелиң әтигә.
Пилни алдап мән бунда,
Башлап келәй пәтигә.
Чачрап турар дөт пилчақ,
Қешиңизға кәлгәндә.
Боғуп шу ан гелидин,
Йәвалмамсиз бир дәмдин.
Шир бу ақиланә мәслиһәтни мәмнунлуқ билән қобул қипту.
Әтиси таң сәһәрдә тошқан таққа чиқип пил билән учришипту. Пил алди билән еғиз ечип:
Наһайитиму убдан кәпсиз тошқанхан.
Узун қулақ қорқунчақ,
Сениң турған җайиңни
Маңа бәргин чапсанирақ,
Унимисаң путумда
Дәссәп қилимән пачақ,
– дәп көрәңләпту.
Тошқан униңға:
– Болиду, болиду, лекин мән бүгүн наһайити зөрүр иш билән кәлдим. Шир ағрип, өләр һаләткә йәтти. Сиз берип, уни йоған тапиниңиз билән раса чәйләп, җенини җәһәннәмгә раван әйләң, шуниң билән бу тағ тамам сизниң болиду, – дәпту. Пил бу сөзләрни аңлап, тошқанни дәрһал йол башлашқа буйрупту.
Тошқан сәкрәп йол жүрүп, пилни әгәштүрүп, ширниң қешиға йеқинлишиши һаман, шир орнидин етилип туруп, пилниң гелидин боғуп, өлтүрүп қоюпту.
Бирнәччә күн өткәндин кейин тошқан тағ чоққисида шир билән учришип қапту. Шир хошал болуп:
– Сән толиму әқилликкәнсән, озуғум түгигәнлигини билип, өзәң кәпсән әмәсму! – дәпту ечиқиған көзлирини мөлдүрлитип.
Тошқан алақзадә болған вә һәйран қалған қияпәткә киривелип, ширға монуларни баян қипту:
Көрдүм бир чоң мәхлуқни,
Яшайдекән дәрияда.
Ейтишиға