Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
биридә, у отлап жүргән тайчақ билән учришип, униңға көңүл изһар қилип «достлишипту». Бир күни бу иккиси орманда биллә сәйлә қилип жүрсә, бирдинла һава бузулуп, ямғур йеғип кетипту. Улар ямғурдин паналиниш үчүн орманниң нерисидики ғарға қарап жүгрәпту. Улар ғарниң түвигә келишигила ямғур тохтапту. Улар ғарниң үстигә чиқип от қалап қақлинипту, бираз иссинғандин кейин, тошқан тайчақниң чатириға от чечип, чақчақ қипту. Тайчақ шохлуқ билән арқисиға бирла сәкрәп ғарға чүшүп кетипту, ғар ичидики қуруп қалған қапақ терәкниң шехиға илишип қапту. Буни көрүп, тошқанниң гүлқәқәһлири ечилип кәткән болсиму, лекин чандурмаслиққа тиришип, тайчаққа һисдашлиқ қилған қияпәткә киривелип.
– Достум, тайчақ, туруватқан йериң қуруп қалған шах екән, сәкрәвал, – дәпту. Тайчақ буни аңлап, бирла сәкригән екән, ғарниң ичигә чүшүп, тин тартмай өлүпту.
Нийити яман, һелигәр тошқан шу һаман орманға қарап жүгрәпту. Орманға кәлсә, шу йезидики байниң малчилири ат беқип жүргидәк. Йәнә бир шумлуқни ойлиған тошқан, уларға:
– Һәй, акилар, аву ғарда бир ат өлүп қапту, униң терисини соювелип, пул қилсаңлар қандақ? – дәпту.
– Баралмаймиз, байниң атлириниң һәммиси йеғир. Биз бу йәрдин айрилсақ, әву дәрәқтики қарғилар келип, атларниң йеғирини чоқуса, йеғирдин қан-жириң еқип кәтсә, бай бизни урмамду? – дәпту малчилар.
Тошқан:
– Хатирҗәм болуңлар, акилар, атларға қайрилип қариған һәрқандақ қарғиниң канитини қайриветимән, дәп вәдә берип, малчиларни йолға сапту.
Малчилар атниң өлүги бар тәрәпкә кәткәндин кейин, тошқан ормандики чаңгисида тухум бесип ятқан қарғиларға қарап:
– Әй, қарға қумчақ қериндашлирим, қарисаңларчу, силәр бекар ятқичә алдиңлардики атларниң қенидин мәззә қилсаңларчу, бу атларниң һәммиси йеғир, униң тәми бир татлиқ беғир, – дәпту.
– Тошқан ака, сизгә рәхмәт, лекин биз бекар әмәс, әвлат қалдуруш үчүн тухум бесип йетиватимиз. Биз бу йәрдин айрилсақ, кичик балилар тухумлиримизни оғрилап кетиду, – дәпту қарғиларниң бири.
– Хатирҗәм болуңлар, униңға өзәм җавап беримән, – дәп мәйдисини муштлапту тошқан. Қарғилар тошқанға қарап:
– Тошқан ака, биз хатирҗәм болалмаймиз, – дейишипту. Бу сөз тошқанниң «ғуруриға» раса тегипту.
– Әгәрдә у һарамзәдиләр бу йәргә келидиған болса, қенида түгмән чөрүп, сүйигидин ун тартип йәймән, – дәп керилипту тошқан. Алданған қарғилар угисидин қозғалғандин кейин, алдамчи тошқан мәһәллигә кәпту. У ериқ бойида чақпеләк ойнаватқан он үч-он төрт яшлардики бәш оғул балини көрүп:
– Ағиниләр, аңлап қелиңлар, әву терәкләрдики қарға чаңгилирида нурғун тухумлар турупту. Мундақ лиңшиқ оюнни ойниғичә, қарға чаңгисидин тухум оғрилисаңлар көңүллүк әмәсму? – дәпту.
– Сизгә көп рәхмәт. Ата-анимиз сиртқа чиқип кәткәнди, биз өйләргә қараватимиз, у йәргә кетип қалсақ, өйлиримиздин хатирҗәм болаллаймиз, – дәпту чоңирақ бир бала.
Тошқан балиларниң өйлирини өзи сақлап қарайдиғанлиғиға вәдә берип, уларни йолға сапту. Өзи болса, йегидәк бир нәрсә издәп, өйниң арқисиға өтүптудә, дақ йәрдә чапанлирини