Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки

Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки


Скачать книгу
авазиңдин бөриләр қорқуп кетиду, төгиму достум, сәнму ғәм қилма, тапиниңни бир атсаң, бәәйни чарәк ташни атқандәк тегиду, бөрә шу йәрдила җан бериду. Башқиларму өзәңларға лайиқ қурал-яриғиңлар бар. Мана шу қуралларни әпләп ишқа салсақ, әлвәттә, бөриләрни йәр билән йәксән қилип, тописини асманға соруветимиз.

      Атниң бу сөзини аңлиғандин кейин, төгә «боф…» дәп сөзгә киришипту:

      – Уғу шундақ, атвай, қарап бақсам, өшкиниң гепи орунлуқ. Дүшмән билән тәң болимиз, дәп қан төккичә сүлхи қилип, биллә өткинимиз яхши. Биздин кәтсә, найити һәр жилиға бирнәччила кичик бала қурван болар. Илаҗи бар, әлчи әвәтип, һуҗум қилмаслиққа тохтам түзәйли, – дәп гепини түгитипту.

      Башқа һайванларму: «Төгиниң бойи егиз, әқлиму чоң» дәп ойлишип, бөриләр билән сүлхи-тохтам түзмәкчи бопту, атниң шунчә қилған несиһәтлиригә қулақ салмапту. Аридин бири чиқип:

      – Бөриләр билән келишим түзүшкә ким әлчи болуп бариду? – дәп сораптекән, һечқайсиси җавап бәрмәпту. Шу чағда тағ текиси қопуп:

      – Җаңгилимизниң четидики бир мечитта түлкә дәйдиған бир мәхлүк бар, у хелидин буян тәсви тартип, сопилиқ қиливатиду, гәпкиму уста, өзи һәммигә йеқинлишалайду. Әшу мәхлуқни халис вәкил қилип әвәтсәк, – дәпту. Башқилар:

      – Сөһбәт үстидә қарап турушқа қирғавулму биллә барсун, – дәп мәслиһәт берипту.

      Шундақ қилип, түлкә билән қирғавул бөриләрниң алдиға вәкил қилип әвәтилипту.

      Түлкә һарамзадә бу тәклипни бәҗанидил қобул қипту, қанчә ойман-дөңләрдин өтүп, бөриләрниң ғариға йетип берипту. У явуз бөрини хошамәт билән тазим қилип туруп пичирлапту:

      – Һөрмәтлик бөрә җанаплири, «әлчигә өлүм йоқ, җарчиға көзүм». Мән өзлириниң халис қолимән. Йеқиндин бу ян җаңгалдики һайванлар өзлиригә қарши бир яқидин баш чиқирип, җәң қилмақчи болған екән, пеқир-кәминилири уларни бу яман нийитидин қайтуруп, бөриләргә қарши мушт көтәргән тоғра әмәс, униң икки тал хәнҗәр чишиға һечқайсиңлар тәң келәлмәйсиләр, униңдин көрә, бөриләрниң падишаһиға йезип, сүлхи-тохтам қилғиниңлар яхши, дәп мәслиһәт бәрдим. Һәммиси мениң гепимни мақул көрүп, бу хизмәтни ада қилишқа пеқир-кәминилирини һозурлириға вәқил қилип әвәтти, – дәпту. Бөриләрниң башлиғи түлкиниң гепигә ишәнмигәндәк болуп:

      – Сәнму жиртқучларниң әвлади турсаң, қандақ қилип жугач һайванларға вәкил болуп келәләйсән? – дәп сорапту.

      – Йоқсул җанаплири, ишәнмисәңләр, әйнә әву дәрәқниң үстидә турған узун қуйруқ қирғавулдин сорап бақсила, – дәп қирғавулни шәрәт қилип көрситипту, шуниңдин кейин авазини техиму бошарақ чиқирип, – хелә заманлар болуп қалди, җанаплири, бешимға сәллә йөгәп, һайванларға йеқин йәрдики бир мечитта дуа-тәләп қилип, етикапта олтириватимән, бир күндә йүз мәртә өзлириниң һайванлар үстидин ғәлибә қилишлирини худайимдин тиләймән, – дәпту.

      Бөриләр билән униң башлиғи түлкиниң сөзини аңлиғандин кейин, өзара мәслиһәтлишип, мундақ дәпту:

      – Ундақ болса, мону шәртлиримизни толуқ қобул қилсун: – Һәр айда бизгә оттуз төгә, оттуз қой, оттуз өшкә, оттуз ат, оттуз


Скачать книгу