Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки

Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки


Скачать книгу
сердито насупился, исподлобья взглянул на зайчонка, взмахнул хвостом и пошел прочь.

ҚИЗИҚ ОЮН

      Асланхан һелиқи көлни издимәкчи болди, бирақ у қанчә маңсиму, көлниң қарисиму көрүнмиди. Туюқсиз униң йенидин өзи жумилақ, тумшуғи учлуқ, бәдини тикән билән қапланған бир нәрсә өтүп кәтти.

      «Бу қандақ нәрсиду? Әҗайипкәнғу? – дәп ойлиди. Асланхан униңдин көзлирини үзмәй, – униңға чеқилип бақсам, у мени бир немә қиливәтмәс, һә?».

      Асланхан тәвәккүл қилип, униң қешиға бардидә, путлирини аста униң бәдинигә тәккүзди.

      – Маңа чеқилмаң, деди у наразилиқ билән.

      – Сән өзәң ким болисән?

      – Мән кирпикгүл болимән. Өйдә анам ялғуз қалған, тезирақ берип, униң ишлириға ярдәмләшмисәм болмайду.

      – Мениң немә чатиғим, – деди асланхан гедийип туруп, – мән сени маңдурмаймән.

      Асланхан путини кирпикгүлниң тумшуғиға тәккүзди, кирпикгүл дәрһал өзини қачуруп нериға беривалди. Асланхан иккила сәкрәп, униң алдидин тосавалди.

      – Сиз мени немә қилмақчи? – деди кирпикгүл қорқумсирап туруп, сәл аччиқланған һалда.

      – Сән қачалмайсән, – деди асланхан техиму көрәңләп. У кирпикгүлниң бәдинидики тикәнләргә қуйруғини тәккүзди.

      Кирпикгүл йәнә қачти, асланхан йәнә тосавалди. Иккиси, худди қоғлашмақ ойнаватқандәк, у яқтин-бу яққа чепишту. Асланханға бу иш бәкму қизиқ туюлди. Бирдинла кирпикгүл түгүлүп, жумилақ болувалиду. Асланхан йәңди, һәқиқий қизиқ оюн ойнайдиғандәк, қин-қиниға патмай қалди. У көңлидә кирпикгүлни домилитип көрмәкчи болдидә, пәрвасизлиқ билән кирпикгүлниң тикәнлиригә пут узатти. «Вай җан!» дәп чиқиривәтти асланхан шу һалда, чүнки униң тапиниға кирпикгүлниң тикини қаттиқ санчилған еди.

      Кирпикгүл асланханниң ағриқ билән болуп қалған вақтидин пайдилинип, қачти. Асланханниң кирпикгүлни тутуп боғивәткиси кәлди, бирақ путиниң ағриғи тез жүгрәшкә имкан бәрмиди. Кирпикгүлниң кәйнидин йетип кәлгичә, кирпикгүл бир төшүккә ғипла килип киривалди. Асланхан төшүк ағзиға берип, кирпикгүлниң чиқишини күтүп турди. Бирақ кирпикгүл задила чиқмиди. Асланханниң ичи тит-тит болди.

      Бир чағда һава өзгирип, асманни қара булут қаплиди. Бираздин кейин чақмақ чеқип, һава гүлдүрләп, шақирап ямғур яғди. Асланхан қорқуп, миявлап кәтти. Униң пүткүл әзайи чилиқ-чилиқ су болуп кәтти вә тоңлап титирәшкә башлиди. У кәчкә йеқин орманлиқ бойидики бир ташландуқ өйиниң алдиға келип қалди. Асланханниң путлири ихтиярсизла уни өйгә елип кирди. Асланхан һечнемигә қаримай, бир булуңда чечилип ятқан қуруқ от-чөп үстигә өзини ташлиди вә түгүлүп ятқиничә уйқиға кәтти.

ИНТЕРЕСНАЯ ИГРА

      Асланхан решил все-таки найти то самое озеро. Но сколько бы он ни ходил и ни искал, озеро никак не показывалось.

      Тут мимо котенка прошло что-то круглое, остроносое и покрытое колючками. «Что же это такое? Оно такое интересное!», – подумал котенок. «А что, если я позлю его, что оно мне тогда сделает?»

      Асланхан набрался храбрости, подошел поближе к существу и осторожно притронулся к нему лапками.

      – Не трогайте меня, – недовольно пробурчало Это.

      – А


Скачать книгу