Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки

Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки


Скачать книгу
иш болди? – дәп сорапту.

      – Мөшүк, мөшүк! Дудуқлап җавап бәрди у төшүкниң сиртини көрситип.

      Угисидики чашқанлар, гоя мөшүк һазирла кирип боғиветидиғандәк қорқуп, төшүкниң жирақ җайлириға қечишти. Угидики опур-топур авазлар ухлаватқан қери чашқанни охитивәтти, у көзини йоған ечип:

      – Немә болуштуңлар? – дәп вақириди.

      Қечиватқанлар тохташти. Һелиқи кичик чашқан кекәчләп туруп:

      – Сиртта мөшүк ятиду, – деди.

      Қери чашқан бир сәнтүрүлүп, йәнә өзини тутувалди. У ағзини қийсайтип, бурутлирини ликилдитип:

      – Җим туруңлар, өзәм бир қарап келәй дедидә, төшүктин бешини чиқирип, өй ичигә көз жүгәртти.

      Асланхан ухлимақта еди. Қери чашқан уни көрүш билән йәнә бир қетим сәнтүрүлүп кәтти вә көзини угилаветип, йәнә қариди. Бу қетим униң көзигә асланхан толиму кичик көрүнди. У бир һаза ойланғандин кейин, аста төшүктин чиқип, асланханниң бешиға келип, униңға синчилап қариди. «Бу растинла кичик немикән. Узун жиллиқ тәҗрибәмдин қариғанда, бу унчивала қорқунучлиқ әмәс, – дәп ойлиди қери чашқан, – лекин еһтият қилиш керәк. Кичик болсиму, бәрибир мөшүктә!».

      Қери чашқан асланниң әтрапини бирнәччә қетим айлинип чиқти. Лекин асланхан оханмиди, қери чашқан қуйруғини асланханниң бурниға тәккүзди, асланхан йәнә шу хилда ятивәрди. Қери чашқанниң жүриги әнди хелила җайиға чүшти. У асланханниң бурутидин бир тални шартла қилип үзүвелип, бәдәр угисиға тикивәтти. Асланхан ағриқ азавидин бир миявлап қоюп, йәнә уйқиға кәтти. Қери чашқан мәйдисини керип гедәйгиничә меңип, угисиниң алдиға келип:

      – Қорқидиған һеч иш йоқ – дәп хитап қилди төшүктин қаришип турған чашқанларға, – чиқиңлар, һәммимиз һәрикәткә өтимиз.

      Чашқанлар арқа-арқисидин сәкрәп чиқип, асланханни қоршавға алди. Қери чашқан башламчи болуп, асланханниң бурутини жулди, башқиларму бир-бирләп тартишқа башлиди. Асланхан оханди, лекин миявлаштин башқа һечнемә қилалмиди. Чашқанлар уни териктүрүшкә башлиди. Бәзилири униң куйруғидин тартти, бәзилири қулақлирини созди, бәзилири униң үстигә чиқип, сәкрәп ойнашти. Асланхан ғәзәплинип, уларға етилип бақти, лекин чашқанларниң һечқайсиси униңға тутуқ бәрмиди. Әксичә, асланханни тола жүгәртип һарғузувәтти. Асланхан болалмай, өзини ташлавәтти. Чашқанлар уни техиму бозәк қилип ойнашқа башлиди.

      – Тохтаңлар, – деди қери чашқан, – бу қолидин һеч иш кәлмәйдиған нәрсикән. Буниң ата-бовиси бизни талай жиллардин бу ян бозәк қилип кәлди. Әнди биз интиқам елишимиз керәк. Әнди униң үстигә чиқип, дәссәп, уссул ойнайли.

      Чашқанлар дәрһал сәп түзүштидә, нахша ейтип, асланханни тепип, дәссәп уссул ойнашқа башлиди. Қери чашқанму қоллирини егиз-пәс қилип, оттуриға чүшти. Әтрапта турған чашқанларниң чавақ челип:

      – Қайнаңлар, ойнаңлар! – дәп товлашти.

      Чашқанлар һерип һалидин кәткичә уссул ойнаштидә, бир-бирләп угисиға кирип кетишти.

МЫШИНАЯ ВЕЧЕРИНКА

      Наступила полночь. В доме, где уснул Асланханчик, маленькая мышка высунулась из норки и быстро осмотрелась


Скачать книгу